фирансийәдики от апитидә 850 гектарлиқ район зийанға учриди

фирансийәниң җәнубидики авди вилайитидә йүз бәргән орман от апитидә 850 гектарлиқ район зийанға учриди.

1679730
фирансийәдики от апитидә 850 гектарлиқ район зийанға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: авдигә қарашлиқ мокис шәһиригә йеқин орманлиқ районда башланған от апити аста-аста әтрапқа кеңәйди.

от апитидә һазирғичә 850 гектар район бузғунчилиққа учрап, хәтәр сәвәбидин 120 киши өйлиридин тарқақлаштурулди.

от апитигә 900 дин артуқ от өчүрүш хадими, 10 дин артуқ айропилан вә тик учар айропиланлар тақабил турмақта.

ички ишлар министири гералд дарманин тивиттер һесабида елан қилған байанатида, от апитигә мудахилә қиливатқан от өчүрүш хадимлирини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر