америка - русийә истратегийәлик муқимлиқ йиғини башлиниш алдида турмақта

русийә вә америка қошма иштатлири вәкилләр өмики 28-ийулда истратегийәлик муқимлиқ тоғрисида сөзлишиду.

1679415
америка - русийә истратегийәлик муқимлиқ йиғини башлиниш алдида турмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, пирезидент виладимир путинниң 16-ийун шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә америка пирезиденти җо байдин билән көрүшкәнликини хатирилип өтти.

мәзкур учришишта һасил қилинған келишимләрниң давами маһийитидики русийә - америка дийалог рамкиси ичидә7-айниң 28- күни җәнвәдә йеңи бир нөвәтлик истратегийәлик муқимлиқ йиғини өткүзүлидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «русийә вәкилләр өмикигә русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рийабкоф, америка вәкилләр өмикигә америка муавин ташқи ишлар министири венди шерман рийасәтчилик қилиду. йиғинда, истратегийәлик муқимлиқни қоғдап қелиш вә уни күчәйтиш, шундақла қорал контрол қилишқа мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر