бирмада армийә билән етниң гуруппиларниң қораллиқ тоқунуши давам қилмақта

бирмада армийә билән һәрбий өзгиришкә қарши гуруппилар оттурисида өткән һәптә йүз бәргән қораллиқ тоқунушларда әң аз дегәндә, 40 әскәрниң өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлди.

1672498
бирмада армийә билән етниң гуруппиларниң қораллиқ тоқунуши давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бирмада һәрбий өзгириштин кейин 5-май (2021) намайишчилар тәрипидин қурулған хәлқ мудапиә күчиниң байанатида, 2- вә 4-ийул сагайиң районида бирма армийәсиниң пуқраларға һуҗум қилиши билән тоқунушларниң келип чиққанлиқи билдүрүлди.

байанатта, тоқунушларда хәлқ мудапиә күчиниң әң аз дегәндә 40 әскәрни өлтүргәнлики вә үч һәрбий аптомобилни пачақлап ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

районда һәрикәт қиливатқан етник қораллиқ гуруппилардин качин мустәқиллиқ армийәсиниң бирма армийәси билән болған тоқунушларда, хәлқ мудапиә күчигә йардәм қилғанлиқи әскәртилди.

бирма армийәси тоқунушларда йүз бәргән өлүм-йетимлар тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламларда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши вә дөләт ичидә сийасий җиддийчиликләрниң йүз беришидин кейин, 1-феврал (2021) һакимийәтни тартивалған иди.

бирма армийәси дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучини өз ичигә алған нурғун рәһбәрләр билән һакимийәт бешидики партийә мәсуллирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришигә қарши башланған намайишлар вә исйанчи гуруппиларниң қораллиқ қаршилиқ көрситиши нәтиҗисидә, бүгүнгичә 898 киши җенидин айрилди, миңларчә киши тутқун қилинди.

бирмада кәң көләмлик намайишлар изчил өткүзүлүватқан болуп, йуқири дәриҗилик әмәлдарларни һәрбий сотта сотлаш ишлириму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر