голландийәлик атақлиқ тәтқиқатчи журналист петер р. де врис қураллиқ һуҗумға учриди

журналистниң әһвали еғир болуп, һуҗумға четишлиқ үч киши назарәткә елинди.

1671297
голландийәлик атақлиқ тәтқиқатчи журналист петер р. де врис қураллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәниң пайтәхти амстердамда йүз бәргән һуҗумда журналистниң бешиға йеқин арилиқтин оқ етилғанлиқи билдүрүлди.

шаһитлар кәм дегәндә 5 пай уқ авазини аңлиғанлиқлирини ейтти.

атақлиқ журналист дохтурханидаа балнестқа елинған болуп, әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлмәктә.

голландийә сақчилири үч җинайәт гумандариниң назарәткә елинғанлиқини елан қилди.

баш министир рутте һуҗумға қарита «адәмни чөчитидиған вәқә» дегән сөзни ишләтти.

64 йашлиқ голландийәлик тәтқиқатчи журналист петер р.де врис җинайи тәшкилатларға алақидар кишини һәйран қалдурғуч хәвәрлири билән тонулған иди.

журналистниң тохтимай тәһдиткә учриғанлиқи вә бир мәзгил қоғдаш үчүн сақчи тәйинләнгәнлики мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر