пакистанда хитайниң аммиви таратқу пирограммиси тиктокниң паалийәтлири тохтитилди

пакистанда алий сот мәһкимиси хитайниң аммиви таратқу пирограммиси тиктокниң паалийәтлирини, қанунға, исламниң асаслиқ һөкүмлиригә вә пакистан мәдәнийитигә һөрмәт қилмиғанлиқи сәвәблик 8 – ийулғичә тохтитиш тоғрулуқ қарар чиқарди.

1666658
пакистанда хитайниң аммиви таратқу пирограммиси тиктокниң паалийәтлири тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, синди алий сот соһкимисидә, тикток тарқатқан «әхлақсиз вә сериқ» мәзмунлар сәвәбидин зийанға учриған бир пакистанлиқниң тикток үстидин сунған әрзигә асасән сот ечилған.

синди алий сот соһкимиси бу һәқтә чиқарған қарарида, тиктокниң илгири сот мәһкимиси вә пакистан телеграф идарисиға «сериқ мәзмунларни һәмбәһирләйдиған сәһипиләрни тақаш» тоғрулуқ әһдә қилған болушиға қаримай, бу әһдисигә хилаплиқ қилғанлиқини, тиктокниң қанунға, исламниң асаслиқ һөкүмлиригә вә пакистан мәдәнийитигә һөрмәт қилмиғанлиқини алаһидә тәкитлигән, һәмдә 8 – ийул күни ечилидиған келәр қетимлиқ сотқа қәдәр, пакистан телеграф идарисиға, тиктокниң паалийәтлирини тохтитиши тоғрулуқ һөкүм чиқарған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر