америкада бир херидар 37 долларлиқ тамақ йәп, 16 миң доллар сөйүнчә бәрди

америкада бир ресторанниң херидари 37 долларлиқ заказ үчүн 16 миң долларсөйүнчә бәрди.

1666036
америкада бир херидар 37 долларлиқ тамақ йәп, 16 миң доллар сөйүнчә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бу қизиқарлиқ иш американиң йеңи хампшир шәһиридики бир ресторанда йүз бәрди.

ресторанда тететқулуқ сандвич, чилиған көктат вә бир нәччә ичимликни заказ қилған херидар 37 долларлиқ талонни тапшурувалди,

лекин күткүчигә 37 долларлиқ һесабни өтигәндин кейин 16 миң доллар сөйүнчә пули қалдурди.

исми ашкариланмиған херидарниң бу һәрикити ресторан хизмәтчилирини һәйран қалдурди.

хизмәтчиләрдин мичел маккудден, «мән бу хизмәтни қиливатқили узун болди. бундақ ишниң маңа учрап қилишини ойлапму бақмиғанидим» деди.

мичел маккудден «бу йил һәммимиз үчүн толиму қейин бир йил болди, бирсиниң бундақ қилиши мениң инсанийәткә болған ишәнчимни йеңилиди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر