фирансийә армийәси вә дөләт мудапиә министирлиқи қорал әткәсчиликигә четилди

фирансийә, армийә вә дөләт мудапиә министирлиқиму четишлиқ қорал әткәсчилики сәтчиликидин тәврәнмәктә.

1665957
фирансийә армийәси вә дөләт мудапиә министирлиқи қорал әткәсчиликигә четилди

түркийә авази радийоси хәвири:фирансийә сақчилири кәң көләмлик қорал әткәсчилики тәкшүрүшини башлиған. тәкшүрүш даирисидә, зәһәр чекимлик әткәсчилиригә вә оңчил тәшкилатларға сетилмақчи болған 200 дин артуқ қорал қолға чүшүрүлгән.

фирансийә «Mediapart» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, қорал әткәсчилики гурупписиниң ичидә, фирансийәниң үч нәпәр һәрбий офитсери болуп,  уларниң иккиси пинсийәгә чиққан. фирансийә дөләт мудапиә министири филоренсийә парлиниң он беши шопуриму гурруппа әзаси болуп чиққан.

қораллиниш, қорал сақлаш вә башқиларға йөткәш шундақла җинайи тәшкилатларға әза болуш билән әйибләнгән һәрбий шопурниң 2020-йили 7-айда қорал әткәсчилики сәтчилики ашкарлиништин 6 ай бурун министирликкә киргәнлики вә министирға һәмраһ болуп бәзи сайаһәтләргә қатнашқанлиқи ашкариланған.

қорал әткәсчиликигә четишлиқ бирсиниң дөләт мудапиә министирлиқиниң бихәтәрлик тәкшүрүшидин қандақ өткәнлики соралған  хәвәрдә, министирлиқниң 2020-йили йазда пирактикант кинишкиси бар бир һәрбий шопур тәйинләшни ойлашқанлиқи, әмма бу қарардин ваз кечилгәнлики оттуриға қойулған.

дөләт мудапиә министирлиқи болса, бу әйибләшләр тоғрисида байанат елан қилип, мәсилиниң әдлийә органлириға тапшурулғанлиқини вә дөләт мудапиә министириниң шопуриниң хизмәттин тохтитилғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر