йавропа иттипақи русийәгә йеңи ембарго йүргүзүш тәдбирлирини ойлишишни қарар қилди

йавропа иттипақи рәһбәрлири русийәгә қарита иқтисадий ембарголарниму өз ичигә алған таллаш характерлик қошумчә җаза тәдбирлирини ойлишишни қарар қилди.

1664483
йавропа иттипақи русийәгә йеңи ембарго йүргүзүш тәдбирлирини ойлишишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи рәһбәрлири башлиқлар йиғининиң тунҗи күнидин кейин елан қилинған байаннамәниң русийәгә мунасивәтлик қисми елан қилинди.

йавропа иттипақи кеңиши, русийә һөкүмитиниң техиму иҗабий мунасивәтләрдә болуш позитсийәсини оттуриға қойуши, һәмдә йавропа иттипақи вә йавропа иттипақиға әза дөләтләр билән үчинчи дөләтләргә қарши һәрикәтлирини тохтитишини күтидиғанлиқини билдүрди, шундақла, йавропа иттипақиниң позитсийәдә өзгириш болалиши үчүн, русийәни «миниск келишими» гә риайә қилишқа чақирди.

русийәниң «зийанлиқ, қанунсиз вә вәйранчилиқ елип келидиған» паалийәтлиригә йавропа иттипақи әллириниң сағлам вә мас қәдәмдә тақабил турушиниң муһимлиқи әскәртилгән байаннамәдә, йавропа иттипақиниң шериклири билән мас қәдәмдә қол илкидики васитиләрдин толуқ пайдилишиниң зөрүрлүки  тәкитлинип мундақ дейилди: «бу мәқсәттә, йавропа иттипақи кеңиши, йавропа иттипақи комитети вә йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкилини иқтисадий ембарголарниму өз ичигә алған таллаш характерлик қошумчә җаза тәдбирлири һәққидә тәклип сунушқа чақирмақта.»

йавропа иттипақиниң ишиклириниң, түп мәнпәәтлири бар болған саһәләрдә русийә билән «таллаш характерлик мунасивәт» орнитишқа  очуқ икәнлики билдүрүлгән байаннамәдә, болупму  килимат өзгириши, муһит асраш, сағламлиқ вә иран билән болған йадро келишими, сүрийә, ливийә қатарлиқ хәлқаралиқ мәсилиләрдә шәртләр һәм козерларниму өз ичигә алған иҗабий шәкилдики таллаш характерлик тәдбирләрниң көпәйтилиши үчүн, йавропа иттипақи комитетиға вә йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкилигә  чақириқ қилинип мундақ дейилди: «йавропа иттипақи кеңиши, бу даиридә русийә билән дийалог орнитишниң шәртлири вә шәкиллири үстидә издиниду.»

йавропа иттипақи рәһбәрлири, русийәдә асаслиқ әркинликләргә чәклимә қойулуши вә аммиви тәшкилатларниң паалийәт саһәлириниң тарайтилишини әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر