шималий корейә америка билән сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқини җакарлиди

шималий корейә америка қошма иштатлири билән йадро қоралсизлиниш сөһбәтлирини давамлаштуруш истикиниң йоқлуқини җакарлиди.

1663843
шималий корейә америка билән сөһбәт өткүзмәйдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә ташқи ишлар министири ри сон гвон рәсмий хәвәр агентлиқи — KCNA  ға байанат берип: «сөһбәтләр бир тәрәптә туруп турсун, америка қошма иштатлири билән һәр қандақ шәкилдә рәсмий алақә орнитиш нийитимиз йоқ. бундақ қилишниң бизгә пайдиси йоқ, пәқәт қиммәтлик вақтимизни зайә қилишқила әрзийду» деди.

шималий корейә рәһбири ким җоңунниң сиңлиси ким йоҗоңму түнүгүн байанат берип, сөһбәт үмидиниң американи үмидсизликкә дучар қилидиғанлиқини, корейәдә «чүшни көрүш әмәс, тәбир бериш муһим» дәйдиған бир мақалниң барлиқини ейтқаниди.

ри сон гвон ким йоҗоңниң байанати арқилиқ «америка қошма иштатлириниң алдирап йәкүн чиқириш, тәхмин вә мөлчәрлирини суға чилаштурғанлиқи»ни ейтти.

шималий корейә рәһбири ким җоңун өткән һәптә һакимийәт бешидики корейә әмгәкчиләр партийәси қурултийида алақидар әмәлдарларға хитаб қилип, америка тәрәп билән «һәм сөһбәт өткүзүш һәмдә елишиш»қа тәййар туруш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәниди.

америка дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан болса, ким җоңунниң сөзлиригә америка билән сөһбәт өткүзүш нуқтисидин берилгән «ғәлитә сигнал» дәп баһа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر