русийә қайтуруп келингән баш әлчисини қайтидин вашингитонға йоллиди

русийә президенти виладимир путин вә америка президенти җо байдин  г 7 башлиқлар йиғинида мақуллиған қарарға асасән, мәслиһәт үчүн чақирип келингән русийәниң вашингитонда турушлуқ баш әлчиси анатоли антоновни қайтидин вашингитонға йоллиди.

1661447
русийә қайтуруп келингән баш әлчисини қайтидин вашингитонға йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә «рийа» агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, баш әлчиси анатоли антонов москваниң шереметево айродорумидин америкиға қарап йолға чиққан.

америка пирезиденти җо байдин 17 – мартта русийә пирезиденти путинниң «қатил» икәнликини илгири сүргән вә америка сайлимиға мудахилә қилғанлиқи сәвәбидин «чоқум бәдәл төләйду» дегән иди.

буниңға қарита русийә ташқи ишлар министирлиқи вашингитонда турушлуқ баш әлчиси антоновни америка билән болған мунасивәтниң қәйәргә кетип барғанлиқини мәслиһәтлишиш үчүн москваға қайтуруп кәлгән иди.

кремил сарийи йәнә американиң москвада турушлуқ баш әлчиси җон сулливанниң өз дөлитигә қайтип кетишини тәләп қилған иди. сулливанму мәслиһәтлишиш үчүн 22-апрел вашингтонға қайтип кәткән иди.

шивиейетсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән башлиқлар йиғинида путин билән байдин баш әлчиләрниң вәзипилиригә қайтиишини қарар қилишқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر