ирақниң мусул вилайитидә 500 гә йеқин җәсәт көмүлгән икки коллектип мазарлиқ тепилди

ирақ шеһит туғқанлири идариси мәсуллиридин зийа кәрим мәтбуатларға бәргән байанатида, һәр икки коллектип қәбриниң мусул вилайитиниң ғәрбидики бадош түрмисигә йеқин җайдин тепилғанлиқини ейтти.

1657403
ирақниң мусул вилайитидә 500 гә йеқин җәсәт көмүлгән икки коллектип мазарлиқ тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: коллектип мазарда тәхминән 500 җәсәтниң тепилғанлиқини әскәрткән зийа кәрим, зийанкәшликкә учриғучиларниң 2014-йили даеш тәрипидин  бу шәһәр ишғал қилғанда өлтүрүлгәнликини билдүрди.

зийа кәрим хәлқара йардәм тәшкилатлириниң қоллиши билән 123 җәсәтниң чиқирилғанлиқини, мушуниңға охшаш коллектип мазарларниң йәнә, талафәр вә синҗар наһийәсидиму тепилғанлиқини ейтти.

мусул валийси нәҗим җуббури мусул йезилирида нурғунлиған коллектип мазарларниң барлиқини  вә  буларни оттуриға чиқириш үчүн б д т вә ирақ һөкүмитиниң арилишиши керәкликини тәләп қилди.

б д т тәрипидин 2018-йили 5- нойабирда елан қилинған доклатта, ирақта илгири даешниң контроллуқидики районларда миңлиған зийанкәшликкә учриғучиниң җәсити көмүлгән 200 дин артуқ коллектип мазар тепилғанлиқи қәйт қилинған иди.

даешниң 2014-йилдин 2017-йилғичә болған арилиқта ирақта нурғун җайни игәлливалғанлиқи әскәртилгән доклатта йәнә, террорлуқ тәшкилатиниң хәлқара кишилик һоқуқни системилиқ һалда дәпсәндә қилғанлиқи, уруш җинайити вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқи, шундақла ирқий қирғинчилиқ қилған болушиму мумкинлики тәкитләнгән иди.

террорлуқ тәшкилати даеш 2014-йили ирақниң мусул, салаһиддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммисини, дийала вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир нәччә йил ичидә тәшкилаттин қайтурувелинған иди.

әйни вақиттики баш министир һәйдәр әлабади 2017-йили 12-айниң 9-күни даешқа қарши күрәштә ғәлибә қилғанлиқини елан қилған иди.

 


خەتكۈچ: #ирақ , #даеш

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر