сомалида террорлуқ тәшкилати әшшабабға әҗәллик зәрбә берилди

сомалида террорлуқ тәшкилати әшшабабға қарши елип берилған һәрикәттә, кәм дегәндә 50 қораллиқ унсур уҗуқтурулди.

1657616
сомалида террорлуқ тәшкилати әшшабабға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали армийәси 11-ийундин буйан һийран районида террорлуқ тәшкилати әшшабабға қарши һәрикәт елип бериватқанлиқини елан қилди.

һәрикәттә кәм дегәндә 50 қораллиқ унсурниң уҗуқтурулғанлиқи вә тәшкилат ишләткән олтурақ районларниңму битчит қилинғанлиқи уқтурулди.

әшшабаб даим дегүдәк районда бихәтәрлик қисимлириға вә пуқралар олтурақ районлириға һуҗум қилип кәлмәктә иди.

сомалида бир тәрәптин кечиктүрүлгән сайламға тәййарлиқ давамлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптин армийәниң әлшабабқа қарши һәрикити давамлашмақта.

һазирғичә елип берилған һәрикәтләрдә, кәм дегәндә 6 йезиниң террорлуқ тәшкилати әшшабабтин тазиланғанлиқи елан қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر