бирмада бир һәрбий айропилан чүшүп кәтти

бирмада бир һәрбий айропилан чүшүп кетип, дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, 13 адәм қаза қилған, 16 адәм йариланған.

1655099
бирмада бир һәрбий айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: бирма мандалай от өчүрүш башқармиси байанат елан қилип, 16 һәрбий хадимни елип йолға чиққан бир һәрбий айропиланниң түнүгүн чүш мәзгилидә мандалайдики бир полат завутиниң үстигә чүшүп кәткәнликини, дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, вәқәдә 13 адәмниң қаза қилғанлиқи, 16 адәмниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта, вәқәниң сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر