америка афғанистандин чекиниш мусаписиниң йеримини ахирлаштурған

америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштаби башлиқи кенес меканзи (Kenneth McKenzie) афғанистандин чекиниш мусаписиниң йеримини тамамлиғанлиқлирини елан қилди.

1653727
америка афғанистандин чекиниш мусаписиниң йеримини ахирлаштурған

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштаби башлиқи кенес меканзи синлиқ шәкилдә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка қисимлириниң афғанистандин чекиниш мусаписини өз ичигә алған районниң нөвәттики вәзийитигә мунасивәтлик мәсилиләр үстидә тохталди.

у: «афғанистандин чекиниш мусаписиниң йеримини тамамлидуқ вә пүтүнләй чекинишни сентәир ейиғичә йетиштүримиз. америка афғанистан хәвпсизлик қисимлирини қоллашни давамлаштуриду. дөләтниң сиртида террорлуққа қарши күрәш һәрбий һәрикәтлирини елип беришни давамлаштуримиз. райондики башқа җайларда әл қаидә вә даешниң пийигә чүшүшни давамлаштуруш нийитимиз бар. бу мәсилидә райондики башқа шерикләр билән һәмкарлишимиз» деди.

у сүрийәдики америка һәрбий мәвҗутлуқи тоғрисидиму тохталди.

у американиң пәқәт сүрийәдә террорлуқ тәшкилати даешни йоқитиш вә террорлуқ тәшкилатиниң америкаға йаки башқа шериклиригә һуҗум қилиш қабилийитини йоқ қилиш үчүнла әскәр турғузғанлиқини илгири сүрди. у мундақ деди:

«кейнки вақитларда, бу хәвпсизлик сақлаш вәзиписини хәлқараниң йардими вә мәблиғи болмай туруп үстигә алалайдиған йәрлик хәвпсизлик органлириға өткүзүп беришни халаймиз. әлбәттә бу узунға созулған вақитта болидиған ишлар.»

америка сүрийәдә өзини «с д г» (SDG) дәп атайдиған й п г|п к к террорлуқ тәшкилати билән һәмкарлашмақта.

террорлуқ тәшкилати й п г|п к к американиң қоллиши илән дейризор вилайитидики нефит қудуқлирини өз ичигә алған сүрийәниң шәрқий шималидики нурғун районларни ишғал қилип турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر