америка: көчмәнләр өз дөлитигә қайтурилиду

америка қошма иштатлири муавин пирезиденти камела харис америкаға қанунсиз йоллар билән кәлгән гватемалалиқ көчмәнләрниң өз дөлитигә қайтурулидиғанлиқини билдүрди.

1653705
америка: көчмәнләр өз дөлитигә қайтурилиду

түркийә авази радийоси хәвири: вәзипигә олтурғандин буйан тунҗи чәт әл зийаритини гиватемалаға қилған америка муавин пирезиденти камела харис, гиватемала дөләт ишлири министири алеҗандро гиамматтей тәрипидин дөләтлик мәдәнийәт сарийида қобул қилинди.

харис билән гиамматтей, һәйәтләр ара учришишлардин кейин, қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

гиамматтей, бу йәрдә қилған сөзидә, йеқиндин буйан барғансери зорийиватқан көчмәнләр киризисиниң наһайити чоң мәсилигә айлиниватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: «бирликтә һәрикәт қилишимизға тегишлик наһайити көп ишлар бар, дәрвәқә, инсанларниң бу йәрдә йашаш пурсәтлиригә еришиши вә бу пурсәтләрни башқа җайларда издимәсликигә тоғра келиду.»

камела харис болса, гиватемала билән қанунсиз көчмәнлик, зораванлиқ вә чириклик мәсилилири һәққидә музакириләрни елип бериш үчүн, бу зийарәтни ишқа ашурғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлириға қанунсиз йоллар билән келидиған көчмәнләрниң өз дөлитигә қайтурулидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر