дунйаниң 7 чоң каттибеши бир йәргә җәм болиду

G7 дөләтлириниң рәһбәрлири (германийә, америка, әнгилийә, фирансийә, италийә, йапонийә вә канада) ковид-19 йуқуми башланғандин буйан тунҗи қетим учришидиған болди.

1653883
дунйаниң 7 чоң каттибеши бир йәргә җәм болиду

түркийә авази радийоси хәвири: бу йил 47-нөвәтлики өткүзүлидиған G7 башлиқлар йиғини әнглийәниң саһибханлиқида, 11-ийундин 13-ийунғичә галлергә қарашлиқ корнвалдики карбис йезисида чақирилиду.

башлиқлар йиғинида, давамлишиватқан йуқум, йәр шари храктерлик сийасий җуғрапийә хәиплири вә килимат өзгириши қатарлиқ муһим темиларниң музакирә қилиниши мөлчәрләнмәктә.

йуқум сәвәбидин аз санда мухбирларниң иштирак қилиши билән өткүзүлидиған G7 башлиқлар йиғини, йуқири бихәтәрлик тәдбирлири астида давамлишиду.

G7 башлиқлар йиғиниға әнгилийә баш вәзири борис җонсон, канада баш министири җастин трудо, фирансийә пирезиденти еммануел макрон, германийә баш министири ангела меркел, италийә баш министири марио дираги, йапонийә баш вәзири йошихиде суга, америка пирезиденти җо байдин, йавропа биттипақи комитети башлиқи урсула фондер лейен вә йавропа кеңишиниң рәиси чарлез мишелниңму қатнишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر