хитайда  бир көмүр канда партлаш йүз бәрди

хитайниң оттура қисмидики бир көмүр канда йүз бәргән партлашта қаза қилғанларниң сани 4 кә йәтти.

1653233
хитайда  бир көмүр канда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәр шари телевизийәси (CGTN) ниң хәвиригә қариғанда, хенән өлкисидики көмүр канда йүз бәргән партлашта қаза қилған ишчиларниң сани 4 кә йәткән.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, партлашта йоқап кәткән 4 ишчини издәш – қутқузуш башланған.

хенәндә 6 -айниң 5-күни, хеби көмүр вә електр ширкити башқуридиған көмүр канда партлаш йүз бәргәниди.

алақидар тармақлар, партлашта 2 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини , йоқап кәткән 6 кишини издәш – қутқузуш паалийәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر