б д т ливийә деңиз тәвәликидики гуманлиқ парахотларни тәкшүрүш қарариниң муддитини узартти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши, әза дөләтләрниң ливийәгә қаритилған қорал ембаргосиға хилаплиқ қилғанлиқидин гуман қилинған парахотларни тәкшүрүш һоқуқини йәнә бир йил узартти.

1651676
б д т ливийә деңиз тәвәликидики гуманлиқ парахотларни тәкшүрүш қарариниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши, 2016 – йилидин буйан ливийәгә қаритилған қорал ембаргосиға хилаплиқ қилиш қилмишлириниң очуқ деңизларда тәкшүрүлүшигә мунасивәтлик қарарини йеңилиди.

әза дөләтләрниң қорал ембаргосиға хилаплиқ қилған дәп гуман қилинған парахотларни тәкшүрүш һоқуқи йәнә бир йил узартилди.

ақ деңизда ливийәгә қаритилған қорал ембаргосиға хилаплиқ қилиш қилмишлири йавропа иттипақи йолға қойған «ирени» һәрикити тәрипидин контрол қилиниду.

«ирени» һәрикити берлинда чақирилған ливийә мәхсус йиғинидин кейин 2020- йили 31- март йолға қойулғаниди.


خەتكۈچ: #ливийә , #б д т

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر