хитайда тунҗи қетим бир кишигә H10N3 қуш зукими дийагнози қойулди

хитай дөләтлик сәһийә комитети байанат елан қилип, тунҗи қетим бир кишигә H10N3 қуш зукими дийагнози қойулғанлиқини уқтурди.

1649481
хитайда тунҗи қетим бир кишигә H10N3 қуш зукими дийагнози қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети байанат елан қилип, җйаңсу өлкисидики 41 йашлиқ бир кишигә H10N3 типлиқ қуш зукими билән йуқумланғанлиқи дийагнози қойулғанлиқини вә бу кишиниң дөләт миқйасидики H10N3 типлиқ қуш зукими түри билән йуқумланған тунҗи бимар икәнликини уқтурди.

хитай дөләтлик сәһийә комитети, мәзкур кишиниң қизитмиси өрләп кетиш вә башқа бир қисим кесәллик аламәтлири билән балнистқа елинғанлиқини билдүргән болсиму, вирусниң қандақ йуққанлиқи тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмиди.

хитай дөләтлик сәһийә комитети, өй қушлирида көрүлидиған H10N3 типлиқ қуш зукими хәтириниң бир қәдәр йәңгил икәнликини, шундақла кәң көләмдә тарқилиш нисбитиниң «интайин төвән» икәнликини қәйт қилди.

хитай дөләтлик сәһийә комитетиниң байанатида йәнә, буниңдин илгири бирму инсанда  H10N3 типлиқ қуш зукими түриниң көрүлүп бақмиғанлиқиға ишарәт қилинди.

игилинишичә, хитайда қуш зукими түри көп болуп, улар адәттә өй қушлири бақмичилиқи билән шуғуллинидиған кишиләрдә көрүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر