блинкен исраилийәдә

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен исраилийә билән һамас оттурисида һасил қилинған уруш тохтитиш келишимини қоллаш үчүн чиққан оттура шәрқ зийарити даирисидә тел авивға йетип барди.

1645146
блинкен исраилийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, исраилийә билән һамас оттурисида 21 – май күни һасил қилинған уруш тохтитиш келишимини қоллаш вә ғәззә райониға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң йәткүзүп берилиши мәсилилири күнтәртипкә келидиған оттура шәрқ зийарити даирисидә, исраилийәдин кейин, пәләстин, мисир вә ийорданийәдә зийарәттә болиду.

блинкенниң бүгүн исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә ташқи ишлар министири ашкенази билән көрүшкүндин кейин, рамаллаһқа йетип берип, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас вә баш министир муһәммәд иштиййә билән айрим - айрим бир йәргә җәм болуши күтүлмәктә.

у, кейинчә мисир вә ийорданийәдә зийарәттә болиду.

исраилийәниң ишғал астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсада рамизан ейида ибадәт қиливатқанларға һуҗум қилиши вә шәйх җәрраһ мәһәллиси аһалисини өй – маканлиридин мәҗбурий қоғлап чиқиш пилани, районда сүркилишни әвҗ алдурувәткәниди.

исраилийәниң ишғал астидики ғәззә райониға 10 – майда башлатқан һуҗумлар, һамас билән һасил қилинған уруш тохтитиш келишимигә асасән, 21 – май күни шу җай вақти кечә саәт 02.00 дә ахирлашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر