сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити пуқраларни көчүшкә мәҗбурлимақта

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити дөләтниң җәнубидики кунәйтра вилайитигә қарашлиқ бир йезидин 150 кишилик 30 аилини шималдики өктичиләрниң контроллуқида туриватқан идлибқа көчүшкә зорлиди.

1643919
сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити пуқраларни көчүшкә мәҗбурлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: көчүрүвитилгән аилиләр аптобус билән дәсләптә һәләбниң шәрқий шималидики баб наһийәсигә, андин у йәрдин идлибқа йетип кәлди.

аилиләр идлибтики түркийә аммиви тәшкилатлири тәрипидин қурулған олтурақ җайларға орунлаштурулди.

сүрийәдики көчүш долқиниға алақидар санлиқ мәлуматларни тәтқиқ қилидиған «сүрийә мудахилә маслишишчанлиқи» оргининиң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бәшшар әсәд һөкүмити 2018-йили 7-айда дәра вә кунәйтрадин мәҗбурий көчүрүвитиш һәрикити даирисидә, 10 миңдин артуқ кишини дөләтниң шималидики районларға қоғлап чиқарған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر