ғәззәдә шеһит болғанларниң сани көпәйди

исраилийә армийәсиниң қамал астидики ғәззә районида 10 – май күни қозғиған вә һамас билән һасил қилинған уруш тохтитиш келишими арқилиқ хатимә берилгән һуҗумлар сәвәбидин һайатидин айрилған пәләстинликләрниң сани 248 гә йәтти.

1643701
ғәззәдә шеһит болғанларниң сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири ахирлашқандин кейин, ғәззәдә пуқрави мудапиә вә сәһийә әтрәтлириниң издәш – қутқузуш паалийәтлири тезләшти.

пәләстин сәһийә министирлиқиниң, исраилийәниң районға қилған 11 күнлүк һуҗумлирида өлүп кәткәнләр сани һәққидә елан қилған байанатида, ғәззәдә исраилийәниң һуҗумлири сәвәбидин һайатидин айрилған пәләстинликләр саниниң 248 гә йәткәнлики, буниң 66 синиң бала, 39 иниң айал икәнлики, йариланғанлар саниниң 1948 гә йәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر