вабаға мунасивәтлик өлүм сани рәсмий рәқәмдин 3-2 һәссә көп болуши мумкин

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик өлүм саниниң, рәсмий рәқәм болған 3.4 милйондин 3-2 һәссә көп болуши мумкинликини билдүрди.

1643396
вабаға мунасивәтлик өлүм сани рәсмий рәқәмдин 3-2 һәссә көп болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати 2021-йиллиқ дунйа сәһийә истатистика доклатини вә дунйада ешиватқан вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм нисбити тәхминлирини өз ичигә алған доклатни елан қилди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң санлиқ мәлуматларни анализ қилиш бөлүмигә мәсул муавин директор самира асма җәнвәдә ечилған синлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида, доклат һәққидә мәлумат бәрди.

самира асма анадолу агентлиқи мухбириниң дунйадики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири тоғрисидики соалға: «мушу айғичә рәсмий рәқәм сүпитидә 3.4 милйон өлүмниң доклат қилинғанлиқини билимиз. әмма, бу сан әмәлийәттин 3-2 һәссә көп болуши мумкин» дәп җаваб бәрди.

у ваба давамлиқ тарқиливатқан, болупму һиндистан, непалға охшаш асийадики дөләтләрни асас қилған латин америка дөләтлиридә, вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрниң изчил ешиватқанлиқини қәйт қилди.

у нурғун дөләтләрдә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрни доклат қилишта мәсилә барлиқини әскәртип: «дунйа сәһийә тәшкилати бу сәвәбтин, барлиқ дөләтләрни күчлүк болған мәлумат вә сәһийә учури системилирини тәрәққий қилдурушқа вә буниңға мәбләғ селишқа чақириду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر