америкада пәләстинни қоллаш вә исраилийәгә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди

түнүгүн америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда миңлиған киши бир йәргә җәм болуп, пәләстинни қоллаш вә исраилийәгә наразилиқ билдүрүш үчүн вашингтон абидисидин дөләт мәҗлиси бинасиғичә йүрүш қилди.

1640062
америкада пәләстинни қоллаш вә исраилийәгә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: шәһәр мәркизидики вашингитон абидисиниң алдида йиғилған вә қоллирида пәләстин байриқини көтүрүвалған қатнашқучилар «пәләстингә әркинлик» дәп шоарларни товлиди.

америка һөкүмитиниң исраилийәгә вә исраилийәниң пәләстинликләргә қилған һуҗумиға сүкүттә туривалғанлиқиға наразилиқ билдүргән намайишчилар, вашингитон абидисидин башлиғанчә дөләт мәҗлиси бинасиғичә йүрүш қилди.

тәхминән 3 саәт давамлашқан пәләстинни қоллаш намайиши вәқә чиқмастин тинч һалда ахирилашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر