түркийә әскәрлири шәрқий ақдеңизда бир паҗиәниң алдини алди

ливийә деңиз тәвәликидә деңизға чөкүп кетиш алдида туруватқан бир йәл қолвақтики 97 көчмән, түркийә деңиз армийәсиниң «т җ г ғазиантәп» парахоти вә ливийә саһил бихәтәрлик қисимлириниң тиришчанлиқи билән қутқузувелинди.

1639340
түркийә әскәрлири шәрқий ақдеңизда бир паҗиәниң алдини алди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик тармақлиридин елинған мәлуматларға асасланғанда, ливийә деңиз тәвәликидә вәзипә өтәватқан«т җ г ғазиантәп» парахоти 13-май (2021) хомс портидин 28 мил йирақлиқта көчмәнләр олтурған бир йәл қолвақни байқиған болуп, көчмәнләрниң чоң хәтәр астида икәнлики билингәндин кейин, парахоттики бир тик учар нәқ мәйданға әвәтилгән.

«т җ г ғазиантәп» парахоти дәрһал ливийә саһил бихәтәрлик қоманлиқ мәзкиригә әһвални мәлумат қилған вә йәл қолвақниң бихәтәрликини капаләт астиға алған.

ливийә саһил бихәтәрлик тармақлири нәқ мәйданға йетип берип 97 көчмәнни қутқузувалған.  шуниң билән, йүз бериш еһтимали болған паҗиәниң алди елинған.

бихәтәрлик тармақлири ливийә деңиз тәвәликидә вәзипә өтәватқан һәрбий парахотларниң мушу һәптә ичидә 123 көчмәнниң қутқузувелинишида муһим рол ойниғанлиқини әскәртип, түркийә деңиз армийә парахотлириниң районда йүз бериш еһтимали болған өлүм-йетим һадисилириниң алдини елишқа зор төһпиләрни қошқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر