лондон хәлқи мусулман шәһәр башлиқи садиқ хандин интайин мәмнун

әнглийәниң пайтәхти лондонда өткүзүлгән шәһәр башлиқи сайлимида, ишчилар партийәсиниң мусулман намзати садиқ хан уда икки қетим шәһәр башлиқи болуп сайланди.

1636871
лондон хәлқи мусулман шәһәр башлиқи садиқ хандин интайин мәмнун

түркийә авази радийоси хәвири:  пайтәхт лондонда тәхминән 6 милйон сайлиғучи шәһәр башлиқи вә шәһәрлик һөкүмәт кеңәш әзалирини сайлаш үчүн 6 – майда беләт ташлиған болуп, сайламниң рәсмий нәтиҗиси елан қилинди.

ишчилар партийәсиниң намзатлири билән һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң намзатлири оттурисидики риқабәттә, ишчилар партийәси намзати садиқ хан 1 милйон 206 миң 34 сайлиғучиниң авазиға еришип, қайтидин шәһәр башлиқли болди.

садиқ ханниң әң йеқин рәқиби консерватиплар партийәсиниң намзати шавн бәйлей болса, 977 миң 601 беләткә еришти.

шундақ қилип садиқ хан 2016-йилдики сайлам ғәлбисидин кейин, иккинчи қетим йәнә 5 йилғичә пайтәхтни башқуруш һоқуқиға егә болди.

садиқ хан көчмән бир пакистанлиқ аилиниң пәрзәнти болуш сбпити билән 1970-йили лондонда туғулған болуп, сайламда %55.2 беләткә еришти.

садиқ хан нәтиҗә елан қилинғандин кейин қилған сөзидә, «ковид-19 йуқуминиң қараңғу күнлиридин кейин, лондонда техиму парлақ бир кәлгүси қуруш үчүн тиришидиғанлиқини билдүрди.

сайламда йешиллар партийәсиниң кандидати сиан берри %7.8 авазға вә әркин демократлар партийәсиниң кандидати луиса поррит болса, %4.4  авазға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر