зәриф: йәмән киризисини сийасий йол билән һәл қилғили болиду

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф йәмәндики киризисни һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң уни сийасий йол билән һәл қилиш икәнликини ейтти.

1630808
зәриф: йәмән киризисини сийасий йол билән һәл қилғили болиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, оманниң пайтәхти масқатта зийарәттә болған ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифниң һусийларниң баш музакиричиси муһәммәд абдуссалам билән көрүшүп, йәмәндики киризисини һәл қилишниң бирдинбир йолиниң сийасий икәнликини оттуриға қойғанлиқини, шундақла теһранниң уруш тохтитиш елан қилиш вә һусийларниң өз ичидики сөһбәт мусаписини қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, муһәммәд абдуссаламму муһәммәд җәвад зәрифкә йәмәндики әң йеңи өзгиришләр һәққидә мәлумат бәргән.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар билән һөкүмәт күчлири оттурисида тоқунушлар йүз бәрмәктә.

һусийлар 2014 – йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана вә бәзи районларни контрол қилип кәлмәктә, сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләр 2015 – йили марттин буйан һусийларға қарши һөкүмәткә йардәм қилмақта.

алтә йилға йеқин вақиттин буйан давамлишиватқан йәмән урушида һазирғичә нәччә миң адәм җенидин айрилди.


خەتكۈچ: #йәмән , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر