афғанистанда пуқраларниң өлүш нисбитиниң %43.5 игә талибанлар җавабкар

афғанистанниң шәрқидики нангарһар вилайитидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 8 пуқра һайатидин айрилди.

1623459
афғанистанда пуқраларниң өлүш нисбитиниң %43.5 игә талибанлар җавабкар

түркийә авази радийоси хәвири: нангарһар валийси зийаулһәқ амархил елан қилған байанатида, кимлики намәлум кишиләрниң вилайәткә қарашлиқ сараче әли хан районидики бир өйгә қораллиқ һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

зийаулһәқ амархил һуҗумда өйдики 8 пуқраниң өлтүрүлгәнликини вә  һуҗум қилғучиларниң қечип кәткәнликини уқтурди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч қайси тәрәп өз үстигә алмиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм гурупписи (UNAMA)   14-априлда елан қилған байанатида,  афғанистанда 2021-йилиниң биринчи пәслидә 573 пуқраниң өлтүрүлгәнликини билдүргән иди.

байанатта, пуқраларниң өлүш нисбитиниң бултурқи охшаш мәзгилгә селиштурғанда %29 ашқанлиқи, бу өлүш нисбитиниң %43.5 игә талибанниң җавабкар икәнлики, %17 игә һөкүмәтни қоллайдиған гуруппиларниң җавабкар икәнлики, терорлуқ тәшкилати даешниң болса, %5 игә җавабкар икәнлики вә қалған қисмиға дөләтни қоллайдиған гуруппиларниң җавабкар икәнлики оттуриға қойулған иди.

 

афғанистанда зораванлиқниң ахирилишиши үчүн тинчлиқ тиришчанлиқлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر