бирмадики намайишларда қаза қилғанлар сани 710 ға йәтти

бирма армийәсиниң һәрбий сийасий өзгиришкә вә сайланған һөкүмәт әзалириниң тутуп турулушиға қарши елип бериливатқан намайишқа қораллиқ арилишиши нәтиҗисидә қаза қилғанлар сани 710 ға йәтти.

1619991
бирмадики намайишларда қаза қилғанлар сани 710 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий мәһбусларға йардәм бериш тәшкилатиниң күндилик доклатида, йеқинқи 24 саәт ичидә йәнә төт кишиниң қаза қилғанлиқи, шуниң билән, һәрбий –  сийасий өзгиришкә қарши башланған намайишларда қаза қилғанлар омумий саниниң 710 ға йәткәнлики, буниңдин башқа 3080 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқиға даири учурларға орун берилди.

доклатта, сийасий өзгиришкә қарши чиққан 697 адәмниң үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи қәйт қилинди.

доклатта йәнә, һазирғичә қаза қилғанларниң 50 нәпириниң кичик балилар икәнликигә ишарәт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, бирма армийәси намайишчиларға қораллиқ мудахилә қилип кәм дегәндә 82 кишиниң җениға замин болған баго шәһиридики нурғун пуқралар өй – маканлирини ташлап қечишқа мәҗбур болди.

паалийәтчиләр бир таратқулириға байанат берип, бир армийәсиниң 10 – апрелда садир қилған пуқралар қирғинчилиқидин буйан 100 миң әтрапида адәмниң өй – маканлирини ташлап, шәһәр әтрапидики йезиларға кәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر