айал падишаһниң йолдиши аләмдин өтти

әнглийә айал падишаһи 2-елизабитниң йолдиши филип (Philip) аләмдин өтти.

1618170
айал падишаһниң йолдиши аләмдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә букиңһам (Buckingham) сарийи айал падишаһ 2-елизабитниң йолдиши филипниң аләмдин өткәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «һөрмәтлик айал падишаһ наһайити йахши көридиған йолдиши единбург кенәзи филипниң өлүмини чоңқур қайғу ичидә уқтурди. һөрмәтлик филип виндсор (Windsor) қәләсидә хатирҗәмлик ичидә вапат болди» дейилди.

филип 99 йашта иди. у 16-феврал (2021) саламәтлики түпәйлидин едвард (Edward) дохтурханисиға йатқузулған иди. у бир һәптә даваланғандин кейин, дохтуриниң тәвсийәси билән һәр еһтималға қарши давамлиқ дохтурханида йетишни халайдиғанлиқини билдүргән иди. у аридин узун өтмәй йүрәк кесәлликигә мунасивәтлик тәкшүрүш вә көзитиш үчүн с т.барсоломев (St. Bartholomew) дохтурханисиға йөткилип, у йәрдә йүрәк оператсийәси қилдурған иди.

оператсийәниң мувәппәқийәтлик болғанлиқи елан қилинған иди. филип дохтурханидин чиққандин кейин, ахбаратларда тарқалған фотографлири җәмийәттә әндишәләргә сәвәб болған иди.

единбург кенәзи филип икки дохтурханида җәмий 28 күн йатти. бу филипниң һазирғичә дохтурханида йатқан әң көп вақти болуп қалди.

у ийун ейида 100 йашқа кирәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر