кремил: украина чегралиридики уруш вә тоқунушлар русийәгә тәһдит

русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков (Dmitriy Peskov) дөлитиниң чегралирида ички уруш вә кәң көләмлик тоқунушлар йеңидин башланса, русийәниң бихәтәрлики үчүн тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.

1618199
кремил: украина чегралиридики уруш вә тоқунушлар русийәгә тәһдит
mariya zaharova

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков украинаниң донбас районидики вәзийәт тоғрисида байанат елан қилди.

у украинаниң донбас районидики киризисни пүтүнләй һәрбий йолдин һәл қилиш пикригә игә икәнликини әскәртип: «кремилдиму, украинадиму ички урушниң қайтидин башлинидиғанлиқиға мунасивәтлик әндишә бәр. әгәр бизниң чегралиримизда чики уруш йаки кәң көләмлик тоқунушлар қайтидин башланса, бу русийәниң бихәтәрлики үчүн тәһдит пәйда қилиду. бу әһвалниң тәрәққийатиниң динамиклири вә украина тәрәпниң мәйданиниң динамиклири, йошурун күчкә игә тоқунушларниң башлиниш хәтирини пәйда қилиду» деди.

у украинада тоқунушлар қайтидин башланған әһвалда, русийәниң зөрүр тәдбирләрни алидиғанлиқини әскәртип: «украинада кәң көләмлик тоқунушлар башланған йаки сребренитсаға охшайдиған инсаний киризислар қайтидин йүз бәргән әһвалда, русийә пирезиденти владимир путин илгири ейтқиниға охшаш, һечқандақ дөләт бир чәттә қарап туралмайду, русийәни өз ичигә алған һәр қандақ дөләт ундақ тирагедийәләрниң йүз беришиниң алдини алиду» деди.

пүткүл дунйадики дөләтләр, пүткүл мәдәнийәтлик дөләтләр вә йавропа дөләтлири украинаниң шәрқий җәнубида сребренитса қирғинчилиқи қайта йүз бәргән әһвалда бу балайи-апәтниң алдини елиш үчүн бар күчи билән тәдбирләрни алиду» деди.

у америка ташқи ишлар министирлиқиниң, «русийә 2014-йилидин буйан украина чеграсиға әскәр йөткәватиду» дегән әйибләшлири үстидиму тохталди.

у украинаниң шәрқий җәнубидики җиддийчиликниң күчийиши сәвәбидин русийәниң өз бихәтәрликини қоғдаш үчүн бәзи тәдбирләрни алғанлиқини қәйт қилди.

у германийә баш министири ангела меркелниң путинға қилған русийә әскәрлирини чеградин чекиндүрүш чақирқи үстидә тохтилип: «наһайити әпсус, һазир украина йәнә муқимсиз районға айлиништәк йошурун хәвпкә игә. әлвәттә чегралирида муқимсиз, хәтәрлик вә партлашқа тәййар болуп қалған район болған һәр қандақ дөләт өз бихәтәрликини қоғдаш үчүн зөрүр тәдбирләрни йолға қойиду» деди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марийа захарова украина пирезиденти владимир зеленский донбас районини зийарәт қилғанда, украинаниң натоға әза болушиниң райондики тоқунушларни ахирлаштуридиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хатирилитип: «украинаниң натоға әза болуш мумкинчилики, украинаға тинчлиқ елип келишниң орниға, дәл әксичә украинаниң шәрқий җәнубидики вәзийәтни техиму йаманлаштуруп, кәйнигә йандурувелишқа болмайдиған нәтиҗиләргә сәвәб болиду» деди.

захаров кийев һөкүмитигә мәсулийәтчан позитсийәдә болушини вә минск келишимини иҗра қилишни чақириқ қилғанлиқлирини тәкитләп: «донбастики вәзийәт техиму қийинчилиққа петиши вә техиму кәскинлишиши мумкин. буниң сәвәби украинаниң шәрқий җәнубидики мәсилиләрни күч билән һәл қилғили болидиғанлиқиға ишәнгән кийев һөкүмитиниң урушқақ позитсийәсидур. бу районға әскәрләр вә һәрбий әслиһәләр орунлаштурулмақта» деди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر