алҗирийә фирансийәни османли империйәси архиплирии қайтурушқа чақирди

алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун фирансийәни мустәмликичилик дәвридә дөләттин булаң - талаң қилип, елип кәткән османли империйәси архиплирини қайтурушқа чақирди.

1615545
алҗирийә фирансийәни османли империйәси архиплирии қайтурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әсирләр бойи османли империйәси һакимийити астида қалған алҗирийә, 1830-йилдин 1962-йилғичә фирансийәниң ишғалийити астида қараңғу күнләрни баштин кәчүрди.

фирансийәниң мустәмликә тәшәббуслириға қарши чиққан алҗирийә, уда 8 йил давамлашқан вә 1 милйон 500 миң адәм һайатидин айрилған күрәш нәтиҗисидә,  әрәб вә ислам җуғрапийәсидә мустәқиллиқ үчүн әң еғир бәдәл төлигән дөләт сүпитидә оттуриға чиқти.

фирансийә, һазирға қәдәр  мустәмликә сийасәтлири сәвәбидин, дөләт сүпитидә алҗирийәдин рәсмий кәчүрүм соримиди, һәмдә тарихтин «қара дағ» сүпитидә орун алған җинайәтлириниму техичә етирап қилмиди.

фирансийә ишғалийәт дәвридә булаң – талаң қилған алҗирийә болса, бүгүнки күндә фирансийәдин өз вақтида булаң – талаң қилип, елип кәткән османли империйәси архиплирини қайтурушини тәләп қилмақта.

алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун, йәрлик таратқуларға бәргән байанатида, архипларниң алҗирийә дөләт хәзинисиниң айрилмас мәниви бир парчиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «фирансийә османли империйәси архиплиридин немиләрни булаң - талаң қилип, елип кәткән болса, һәммисини бизгә қайтуруши керәк.»

алҗирийә һөкүмити, 2017 – йили, дөләттин булаң - талаң қилинип, елип кетилгән ахипларниң % 98 тиниң фирансийәниң қолида икәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر