тәйвәнниң ғайәт зор йүк парахоти сүвәйиш қанилиниң тақилип қелишиға сәвәб болди

дунйадики әң чоң йүк парахотларниң бирси болған «Evengreen» ақ деңиз билән қизил деңизни туташтуридиған сүвәйиш қанилида тохтап қалди.

1607388
тәйвәнниң ғайәт зор йүк парахоти сүвәйиш қанилиниң тақилип қелишиға сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән деңиз тирансипорт ширкитигә тәвә панама байрақлиқ йүк парахоти «Evengreen» ни қутқузуш үчүн тартиш парахотлири паалийәткә өтти.

узунлуқи 400 метир келидиған парахотниң тохтап қелишиниң сәвәби техичә ениқланмиди.  

барлиқ парахот хадимлириниң бихәтәр икәнлики, йарилиниш һадисиси көрүлмигәнлики билдүрүлди.

мисир йәрлик мәтбуатлириға байанат бәргән бир мәсул, қутқузуш хизмәтлириниң 2 күн давамлишишиниң мумкинликини ейтти.

«Evengreen» ниң йан болуп қилиши сәвәбидин сүвәйиш қанилиниң қатнашқа тақалғанлиқи әскәртилди.

узунлуқи 193 километир келидиған сүвәйиш қанилиниң кәңлики 220 метир вә чоңқурлуқи 24 метир келиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر