бүгүн бир кичик сәййарә йәршариға йеқин йәрдин өтиду

америка авиатсийә вә аләм қатниши идариси (NASA) бүгүн ғайәт зор бир астероид тешиниң йәршариға йеқинлишип өтидиғанлиқини елан қилди.

1605415
бүгүн бир кичик сәййарә йәршариға йеқин йәрдин өтиду

түркийә авази радийоси хәвири: диаметири тәхминән бир километир келидиған ғайәт зор стероид тешиниң йәр шариға 2 милйон киломитир йеқин йәрдин өтидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

астрономлар «хәтәрлик» синипқа айриған бу астероид тешиниң йәр шариға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

бу арилиқта  «2001 FO32» намлиқ астероид тешиниң тәхмини сүритиниң саитигә 125 миң километир икәнлики уқтурулди.

астероид тешиниң қуйаш әтрапидики кәң вә узун орбитиси сәвәбидин башқа астероидларға селиштурғанда тез һәрикәтлинидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر