тибәттә 6.1 бал йәр тәвриди

хитайниң ғәрбий җәнубидики тибәт  аптоном районида 6.1 бал йәр тәвриди.

1604370
тибәттә 6.1 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай йәр тәврәш мәркизиниң билдүрүшичә, нагу шәһиридә 6.1 бал чоңлуқта, йәр йүзидин 10 километир чоңқурлуқта йәр тәврәш апити йүз бәргән.

йәр тәврәштә, дәсләпки ениқлашқа асасланғанда, адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән.

америка геологийә тәтқиқат мәркизи (USGS) тәрипидин елан қилинған байанатта болса, йәр тәврәшниң 5.7 бал чоңлуқта икәнлики әскәртилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر