малайсийа мәликиси османли вә түркийә тарихиға интайин қизиқидиғанлиқини ейтти

түркийәниң куалалумпурда турушлуқ баш әлчиси мәрвә сафа кавакчи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоғанниң малайсийа мәликиси тунку әзизаһқа әвәткән совғатлирини йәткүзүп бәрди.

1603654
малайсийа мәликиси османли вә түркийә тарихиға интайин қизиқидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: малайсийа хан ордиси истанә негарада өткүзүлгән алаһидә күтүвелишта баш әлчи кавакчи малайсийа мәликиси тунку әзизаһқа әминә әрдоғанниң салам вә сөйгүлирини йәткүзди. малайсийа падишаһи султан абдулла шаһму учришишқа иштирак қилип түркийәгә салам йоллиди.

малайсийа мәликиси тунку әзизаһ әлчихана һәйити билән өткүзгән сөһбитидә, өзиниң түркийә телевизийә тийатирлири вә персонажлирини йеқиндин йеқиндин тәқип қилидиғанлиқини, османли вә түркийә тарихиға интайин қизиқидиғанлиқини ейтти.

баш әлчи кавакчи йеңи йил мунасивити билән әминә әрдоғанниң малайсийа мәликиси тунку әзизаһқа әвәткән тәбрик хети вә совғатлирини тәқдим қилди.

малайсийа мәликиси тунку әзизаһ әминә әрдоғанниң мәктубини оқуди вә түкийәдин кәлгән һәдийәләр үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға вә айали әминә әрдоғанға миннәтдарлиқини билдүрди.

баш әлчиниң шәрипигә чүшлүк зийапәт бериш билән давамлашқан учртишишта,  мәликә тунку әзизаһ түркийә радио-телевизийә идариси қанили «TRT 1» тәрипидин ишләнгән «пайтәхт абдулһәмид», «ойғиниш: бүйүк сәлҗуқийлар» вә «қурулуш осман» қатарлиқ йүрүшлүк филимләрни  үзүлдүрмәй көрүватқанлиқини тәкитләп, телевизийә тийатирлиридики персонажларниң  толиму илһамландурғуч хусусийәткә игә икәнликини ейтти.

зийарәттин кейин, малайсийа мәликиси тунку әзизаһ  әминә әрдоғанға йоллиған совғатлири үчүн рәхмәт ейтти вә униңға хитабән:  «сиз билән әң қисқа вақит ичидә түркийәдә көрүшүшни үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر