йавропа сайаһәттә ваксина гуваһнамиси тәләп қилиду

йавропа иттипақи иттипақ чегралири ичидики сайаһәтләрдә ишлитиш пилан қилинған «ваксина гуваһнамиси» үчүн қанун чиқиришқа тәййарлиқ қилмақта.

1603234
йавропа сайаһәттә ваксина гуваһнамиси тәләп қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ваксина гуваһнамиси, кишиләрниң вухән вируси(Kovid-19)  ваксинаси әмләткән йаки әмләтмигәнликини, әмләткән болса қайси ваксина әмләткәнликини, йуқумланғанларниң йахшиланғанлиқи вә иммунитит сәвийәси, вирусқа мунасивәтлик саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗисигә мунасивәтлик учурларни өз ичигә алиду.

гуваһнамә билән йавропа иттипақида тәстиқланған вухән вируси ваксинаси әмләткән кишиләргә қарита сайаһәт чәклимиси әмәлдин қалдурулиду. бирақ, йавропа иттипақи дөләтлири башқа ваксиналарни қобул қилип-қилмайдиғанлиқини өзлири қарар қилиду.

йавропа комитети «диҗитал йешил кенишкә» дәп атиған, «ваксина паспорти» йаки «ковид картиси» дәпму аталған гуваһнамә, қәғәз вә диҗитал муһитта тәййарлиниду.

айримичилиқниң алдини елиш мәқситидә, ваксина әмләтмигән кишиләрму гуваһнамә алалайду. йавропа иттипақи дөләтлиридә йашайдиғанлар үчүн һәқсиз берилидиған гуваһнамидә «QR» коди болиду.

йавропа иттипақи комитети гуваһнамини барлиқ йавропа иттипақи дөләтлиридә тоғрилайдиған йумтал йасайду. гуваһнамә шу дөләтниң тилида вә инглизчә тәййарлиниду.

ваксина гуваһнамиси барлиқ йавропа иттипақи дөләтлири билән бирликтә, исландийә, личештийин, норвегийә вә шивейтсарийә қатарлиқ дөләтләрдиму күчкә игә болиду.

гуваһнамә, йавропа иттипақи пуқралириға вә улар қайси дөләтниң пуқраси болуштин қәтийнәзәр аилилиригә, йавропада туруватқан, әмма йавропа иттипақи пуқраси болмиған кишиләр билән башқа йавропа иттипақи дөләтлиридә сайаһәт қилиш һоқуқи бар кишиләргиму берилиду.

гуваһнамини йавропа иттипақиға үчинчи дөләттин сайаһәткә баридиған кишиләрму алалайду.

гуваһнамини йазғичә тәййарлаш пилан қилиниватқан болуп, йавропа парламенти вә йавропа комитети тәстиқлиши лазим.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر