байдин һөкүмити көчмән балиларға мунасивәтлик тунҗи қәдимини басти

америка һөкүмити қанунсиз йоллар билән америкаға кәлгән көчмән йашларниң рәсмийити беҗирилгичә туруши үчүн далластики конгрә мәркизиниң ишлитилидиғанлиқини елан қилди.

1602209
байдин һөкүмити көчмән балиларға мунасивәтлик тунҗи қәдимини басти

түркийә авази радийоси хәвири: а п хәвәр агентлиқи (AP) ниң даллас шәһәрлик кеңишидин алған мәлуматлириға асасән хәвиридә билдүрүлишичә, америка һөкүмити 15 йаштин 17 йашқичә болған 3 миңғичә көчмән йашниң рәсмийитигә мунасивәтлик йеңи қәдәм ташлашқа тәййарланмақта икән.

җо байдин һөкүмити американиң җәнуби чеграсидин қанунсиз йоллар билән киргән мәзкур көчмәнләрниң рәсмийити беҗириливатқан вақитта, уларниң шараитлирини йахшилаш тоғрисидики бесимларға дуч кәлгән вә далластики кей байле хатчисон (Kay Bailey Hutchison) конгрә мәркизини ишлитишни қарар қилған.

әскәртилишичә, конгрә мәркизи мушу һәптидин башлап, бу мәқсәттә әң аз дегәндә үч ай ишлитилидикән.

америка ички ишлар министирлиқиниң, болупму җәнубтики иштатларда көчмән балилар вә йашларниң рәсмийәтлири беҗирилгичә туруши үчүн йеңи биналарни таййарлаватқанлиқи тоғрисидики учурлар, таратқулардин орун алди.

җо байдин пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалғандин кейин, латин америка дөләтлиридин америкаға кәлгән көчмәнләр санида ешиш көрүлгәнлики билдүрүлгән иди.

сабиқ пирезидент трампни «көчмән балиларға қарашни нәзәрдин сақит қилиш» билән әйиблигән җо байдин, көчмән балиларниң мәсилилирини һәл қилалмиғанлиқи тоғрисидики әйибләшләргә дуч кәлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر