б д т хәвпсизлик кеңиши бирмани әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши бирмада һәрбий – сийасий өзгириштин кейин намайишчиларға қаритилған зораванлиқни тунҗи қетим әйиблиди.

1599013
б д т хәвпсизлик кеңиши бирмани әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: бирмада армийәниң һакимийәтни тартивелишидин кейин, илгири пәқәт дөләттә йүз бериватқан өзгиришләрдин әндишә қиливатқанлиқи тоғрулуқ ортақ байанат елан қилған, лекин һәрбий – сийасий өзгиришни әйибләш мәсилисидә бирдәклик һасил қилалмиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши, бу қетим намайишчиларға қаритилған зораванлиқни әйибләш мәсилисидә мурәссәләшти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши тәрипидин елан қилинған ортақ байанатта, һәрбий – сийасий өзгиришкә қарши намайишларда намайишчиларға қаритилған зораванлиқ тунҗи қетим әйибләнди, һәмдә армийә тәрәп соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақириқ қилинди.

һәрбий – сийасий өзгиришиң әйиблиниши болса, хитай билән русийә етираз билдүргәнликтин, байанаттин орун алмиди.

буниңдин башқа йәнә, 15 әзаси бар бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши, бирмада демократик басқучқа өтүш вә қанун бойичә идарә қилиш, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вә зораванлиқтин сақлиниш тоғрулуқ чақириқта болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر