америка соти трампниң әң ахирқи сайлам етиразиниму рәт қилди

америка йуқири сот мәһкимиси, сабиқ пирезидент доналд трампниң 2020 - йили 11 - айниң 3 - күнидики пирезидентлиқ сайлими нәтиҗисигә мунасивәтлик әң ахирқи қануний урунушиниму рәт қилди.

1597756
америка соти трампниң әң ахирқи сайлам етиразиниму рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка йуқири сот мәһкимиси, трампниң адвокатлириниң <висконсин иштатидики сайлам җәрйанида асасий қанунға хилаплиқ қилинғанлиқи вә сайлам нәтиҗисигә һийлә арилаштурулғанлиқи>ни илгири сүргән дәва илтимасини қобул қилмиғанлиқини уқтурди.

сот әзалири, улар почта арқилиқ ташлинидиған аваз белитигә аҗиритилған вақитниң қанунға хилап һалда узаратилғанлиқини илгири сүргән тирампниң адвокатлириниң қарашлирини йетәрлик дәп қаримиди.

бу қарар билән бирликтә трампниң һазирғичә алий сотқа сунған барлиқ илтимаслири рәт қилинған болди.

буниңдин илгириму пенсилванийә, аризона вә мичган қатарлиқ иштатлардики сайлам нәтиҗисигә етираз билдүрүп сотқа әрз сунған трамп, һечқандақ иҗабий җавабқа еришәлмигәниди.

2020 – йили 3 – нойабирда өткүзүлгән дәталашлиқ пирезидентлиқ сайлимида демократчилар қанити намзати җо байдин ғәлибә қилған, трамп почта арқилиқ ташланған беләтләргә һийлә арилаштурулғанлиқини илгири сүрүп, сайлам нәтиҗисини қобул қилмайдиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر