сәуди әрәбистанниң нефит порти һуҗумға учриди

сәуди әрәбистандики нефит тошуш җәһәттин дунйадики әң чоң портлардин болған «рас танура порти» (Ras Tanura) вә «сәуди арамко» (Saudi Aramco) нефит мәшғулат райони һуҗумға учриди.

1597029
сәуди әрәбистанниң нефит порти һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан с п а (SPA) агнетлиқи дунйадики әң чоң нефит портлиридин бири «рас танура порти» вә «сәуди арамко» нефит мәшғулат райониниң һуҗумға учриғанлиқини хәвәр қилди.

 с п а ниң енергийә министирлиқидин нәқил алған хәвиридә, түнүгүн (2021-йили 7-март) рас танура райониға учқучисиз һава аппарати билән қилинған һуҗумда, һечқандақ өлүм-йетим көрүлмигән.

бу һуҗум билән, дунйадики әң чоң нефит портлиридин рас танура портиниң нишан қилинғанлиқи билдүрүлгән хәвәрдә, шу күни кәч вақитта заһран шәһиригә җайлашқан арамко нефит мәшғулат райониниң балистик башқурулидиған бомба һуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

балистик башқурулидиған бомба шарпеллириниң арамкода хизмәт қилидиған миңларчә хадим вә аилилириниң туралғулири җайлашқан йәргә чүшкәнлики, әмма бәхткә йариша өлүм-йетим һадисиси көрүлмигәнлики әскәртилди.

сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқиниң байантчиси турки әлмалики рас танура порти вә заһран шәһиридики арамко нефит мәшғулат райониға қилинған һуҗумниң мәғлуб қилинғанлиқини ейтти.

у бу хил һуҗумлар билән сәуди әрәбистандин башқа, дунйа содиси вә нефит тирансипортиниң нишан қилинғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

йәмәндики иран қоллиши астидики һусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа әссәри сәуди әрәбистан земинлириниң ички қисмидики сәзгүр нуқтиларға қарши кәң көләмлик һәрбий һәрикәт қозғиғанлиқлирини илгири сүргән иди.

йәһйа әссәри сәккиз балистик башқурулидиған бомба вә 14 учқучисиз һава аппарати билән қилинған һуҗумда, рас танура портиға җайлашқан сәуди арамко ширкити билән дәммам, асир вә җазан шәһәрлиридики һәрбий нуқтиларниң бомбардиман қилинғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر