кйото хитабнамиси қобул қилинди

йапонийәниң кйото шәһиридә йүзтуранә һәмдә тор муһитида өткүзүлгән қурултайға 152 әза дөләт, 37 һөкүмәтләр ара тәшкилат, 114 аммиви тәшкилатниң вәкиллири болуп җәмий 5600 киши қатнашти.

1597027
кйото хитабнамиси қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң йапонийәдә өткүзүлгән «14 – нөвәтлик җинайи қилмишлар вә җинайи ишлар әдлийәси қурултийи» да җинайәтниң алдини елиш, җинайи ишлар әдлийәси, қанун билән идарә қилиш вә хәлқара һәмкарлиқниң әһмийити тәкитләнгән  «кйото хитабнамиси»  қобул қилинди.

йапонийәниң кйото шәһиридә йүзтуранә һәмдә тор муһитида өткүзүлгән қурултайға 152 әза дөләт, 37 һөкүмәтләр ара тәшкилат, 114 аммиви тәшкилатниң вәкиллири болуп җәмий 5600 киши қатнашқанлиқи, йиғинниң 12 - мартқичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

кәлгүси бәш йил бойичә җинайәтниң алдини елиш вә җинайи ишлар әдлийәсигә капаләтлик қилишни мәқсәт қилған хәлқара һәмкарлиқниң йол хәритиси маһийитидики «кйото хитабнамиси», қурултайниң ечилиш мурасимида иштиракчи вәкилләр тәрипидин бирдәк қобул қилинди.

қурултайға б д т ниң баш катипи антонийо гутеррес, б д т омумий кеңишиниң  75 - нөвәтлик рәиси волқан бозқер вә б д т зәһәрлик чекимлик ​​вә җинайи ишлар ишханиси рәиси гада фати вәли телеграмма йоллиди.

гутеррес телеграммисида: «җинайәтниң алдини елиш, җинайи ишлар әдлийәси вә қанун билән идарә қилиш дөләтләр вә уларниң нопуси оттурисидики иҗтимаий келишимниң йеңилинишида муһим рол ойнайду» дегәнләрни қәйт қилди вә қурултайниң бу мәсилиләргә мунасивәтлик мәсулийәтни орундашни мәқсәт қилидиғанлиқини әскәртти.

бозқер болса, җинайи қилмишларниң һәр бир дөләттә давам қиливатқанлиқини вә барғансери көпийип чегралардин һалқип кетиватқанлиқини байан қилип: «әгәр биз қанун билән идарә қилиш, җинайәтниң алдини елиш вә җинайи ишлар әдлийәси бойичә һәрикәт қилмисақ, 2030 - йиллиқ сиҗил тәрәққийат нишаниға йетәлмәймиз» деди.

қурултайға син көрүнүшлүк телеграммиси билән қатнашқан йапонийә баш министири суга йошихиде болса,  кйото хитабнамисиниң йолға қойулушида асаслиқ рол ойнайдиғанлиқини билдүрүп: «йапонийә <һечкимни арқида ташлап қоймастин> сиғдурушчан, бихәтәр җәмийәт ройапқа чиқириш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни көрситиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر