американиң «Times» мәйданида чоң дигитал екранлиқ йүк аптомобили билән айландурулди

американиң нийу йорк иштатидики даңлиқ «Times» мәйданида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәнсуби бир гуруппа тәрипидин түркийәни қарилаш мәқситидә берилгән вә кейин елип ташланған еланға қарши дигитал екранлиқ йүк аптомобили айландурулди.

1595513
американиң «Times» мәйданида чоң дигитал екранлиқ йүк аптомобили билән айландурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – америка миллий рәһбәрлик комитети (TASC) ниң уйуштуруши билән «Times» мәйданини айланған йүк аптомобилидики дигитал екранда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң әпт – бәширәси вә 15 – ийул һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббуси тонуштурулған көрүнүшләр елан қилинди.

көрүнүшләрдә болупму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң елип ташланған елани берилгән булуңда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 15 – ийулни хатириләш пирограммисиниң 4 – йиллиқида оқуған шеири, инглизчә хәтлик қилип көрситилди.

дигитал екранлиқ йүк аптомобилиниң уда 3 күн һәр күни саәт 8 дә  «Times» мәйданида айлиндиғанлиқи қәйт қилинди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәнсуби бир гуруппа тәрипидин, «Times» мәйданиға йеқин 42 – коча вә 8  - йол булуңидики дигитал екранға, түркийәни қарилаш мәқситидә берилгән елан, түркийә – америка җәмийитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиғаниди.

түркийә – америка миллий рәһбәрлик комитети вә түрк җәмийитиниң әзалири, мәзкур еланни тарқатқан « Outfront Media » елан ширкити билән телефон һәм елхәт арқилиқ алақә қилип, наразилиқлирини билдүргәндин кейин, елан елип ташланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر