б д т ливийәгә әтрәт әвәтти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийәдики уруш тохтитишни назарәт қилиш механизмини қоллаш үчүн бу дөләттә кичик бир әтрәт орунлаштурди.

1594862
б д т ливийәгә әтрәт әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, түнүгүн кәчтә ливийәгә йетип барған әтрәтниң, 5 + 5 бирләшмә һәрбий ишлар комитети билән йеқиндин мәслиһәтлишип, ливийәликләрниң рәһбәрликидики уруш тохтитишни назарәт қилиш механизмини қоллайдиғанлиқини ейтти, әмма у әтрәтниң қанчә кишидин тәшкил тапқанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийәдә узақ мәзгиллик уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш вә уруш тохтитишқа назарәт қилиниши үчүн бу дөләткә хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң орунлаштурулидиғанлиқини билдүргәниди.

5 + 5 бирләшмә һәрбий комитети болса, ливийәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң назарәтчилики астида қоралсиз вә бирликкә кәлгән хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң орунлаштурулушини тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر