адәм әткәсчилири 80 дин атуқ көчмәнни парахоттин деңизға атти

җибутидики адәм әткәсчилири тәрипидин деңизға ташланған 80 көчмәндин кәм дегәндә 20 си һайатидин айрилди.

1594534
адәм әткәсчилири 80 дин атуқ көчмәнни парахоттин деңизға атти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара көчмәнләр тәшкилати шәрқий африқа вә африқа мөңгүзи районлуқ директори муһәммәд абдикәр тивиттерда елан қилған байанатида, йәмәнгә баридиған бир әткәсчилик парахотидин деңизға ташливитилгән 80 көчмәндин кәм дегәндә 20 кишиниң җибутиниң обок деңиз қирғиқида қаза қилғанлиқини билдүрди.

муһәммәд абдикәр нәччә миңлиған африқилиқ йашниң йәмән арқилиқ парс қолтуқи дөләтлиригә беришқа тиришиватқанлиқини әскәртип,  буниң йеқинқи 6 ай ичидә йүз бәргән үчинчи қетимлиқ паҗиә икәнликини вә һазирғичә 70 тин артуқ адәмниң қаза қилғанлиқини ейтти.

аманлиқ хадимлиридин қорққан адәм әткәсчилири бәзидә қечиш үчүн көчмәнләрни пат-пат деңизға ташливитиштәк паҗиәләрни садир қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر