теббун: фирансийәниң террорлуқ қарши туруш күришигә қәтий қатнашмаймиз
алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид теббун дөлитиниң фирансийәниң африқа деңиз қирғиқи районида қозғиған террорлуққа қарши туруш һәрикитигә қәтий қатнашмайдиғанлиқини байан қилди.
1593188
түркийә авази радийоси хәвири: теббун алҗирийә телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң фирансийә таратқулириға бәргән байанатидики «тиббунниң, алҗирийәниң саһил районидики террорлуққа қарши туруш һәрикитигә қатнишишқа қошулғанлиқи» һәққидики сөзлири тоғрисида тохтилип: «биз африқа деңиз қирғиқи районидики террорлуққа қарши туруш һәрикитигә қәтий қатнашмаймиз, мән хәлқимниң армийәдики әвладлирини һәр қандақ тәрәпниң йениға қурбан болуш үчүн һәргизму әвәтмәймән» деди вә бу сөзлири арқилиқ макронниң байанатиниң асассиз икәнликигә ишарәт қилди.