русийә тивттерни әйиблиди

русийә иҗтимаий алақә тор бекити тивттерни қәстән дөләтниң қануниға хилаплиқ қилиш билән әйиблиди.

1592735
русийә тивттерни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси учур техникиси вә аммиви алақә назарәтчилик оргини (Roskomnadzor) ниң байанатида, 2017-йилдин буйан өзини өлтүривелиш, шәһванийлиқ вә зәһәрлик чекимлик ​​чекишни тәшәббус қилидиған мәзмунларни өчүрүп ташлаш үчүн тивиттерға 28 миң тәләп йолланғанлиқи билдүрүлди.

мәзкур тәләпләргә қаримастин, тәхминән 3000 миң қанунсиз мәзмунниң тивиттер тәрипидин өчүрүлмигәнлики көрситилгән байанатта, «тивиттер русийәниң қануниға қәстән хилаплиқ қилди» дейилди.

русийә қануниға асасланғанда, чәкләнгән мәзмунларни өчүрмигәнлики үчүн тивиттерға 800 миңдин 8 милйон рублиғичә җәриманә қойушқа болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر