һиндистанда иҗтимаий таратқуларға қарита йеңи бәлгилимиләр йолға қойулиду

һиндистан һөкүмити «2021-йиллиқ учур технологийәлири қаидилири» ниң түзүлгәнликини елан қилди.

1591252
һиндистанда иҗтимаий таратқуларға қарита йеңи бәлгилимиләр йолға қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан електиронлуқ вә учур технологийәлири министири рави шанкар прасад (Ravi Shankar Prasad) билән учур вә ахбарат министири пракаш җавадекар (Prakash Javadekar) пайтәхт йеңи деһлида ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, «2021-йиллиқ учур технологийәлири қаидилири» ниң түзүлгәнликини билдүрди.

електиронлуқ вә учур технологийәлири министири рави шанкар прасад бу даиридә, иҗтимаий таратқу ширкәтлириниң тәләп қилинғанда «зийанлиқ мәзмунларниң» мәнбәсини билдүрүши керәкликини ейтти.

у «зийанлиқ мәзмунларниң» дөләт бихәтәрлики, җәмийәт тәртипи, паракәндичилик вә зийанлиқ җинсий мәзмунлар қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрүп: «һөкүмәт тәнқидни вә өктичиләрниң һәқ-һоқуқини мәмнунлуқ билән қарши алиду, бирақ иҗтимаий таратқу ишләткүчилириниң, таратқулардин қалаймиқан пайдилинишқа қарши әрз-шикайәтлирини йәткүзәләйдиған қурулмиға игә болуши интайин муһим» деди.

учур вә ахбарат министири пракаш җавадекар иҗтимаий таратқу мунбәрлириниң әрз-шикайәтләргә җаваб берилиши мәқситидә һиндистанға «вакаләтчи» тәйинлиши керәкликини қәйт қилди.

һиндистан һөкүмити 2021-йили 8-феврал твиттердин дөләт миқйасида бир қанчә айдин буйан давамлишиватқан деһқанларниң намайишлирини тарқатқан 1 миң 178 адресни тақиветишни йаки тоңлитип қойушни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر