америкада сақчиларниң зораванлиқиға учриған бир киши қаза қилди
америка қошма штатлирида назарәт астиға елиниш җәрйанида сақчилар тәрипидин бойниға бәш минут бесим турулған кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.
1589532
түркийә авази радийоси хәвири: 12- айниң 23- күни калифорнийәниң антиоч шәһиридә йүз бәргән бу вәқәниң, аилә маҗирасиға мудахилә қилиш үчүн кәлгән сақчиларниң 30 йашлиқ анҗело кувинтони «немә иш болғанлиқини сүрүштә қилмастинла» бәш минут бойичә йәргә йатқузуп бойниға бесип турғанлиқи илгири сүрүлди.