афғанистанлиқлар ара музакириләр қайтидин башланди

афғанистандики зораванлиққа хатимә бериш мәқситидә қатарниң пайтәхти доһада 6 – йанвар күни башланған вә талибан һәйитиниң 26 – йанвар күни район дөләтлирини зийарәткә чиқиши сәвәблик тохтитип қойулған афғанистанлиқлар ара музакириләр қайта башланди.

1588864
афғанистанлиқлар ара музакириләр қайтидин башланди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан музакирә һәйитиниң байанатчиси муһәммәд наим вардақ, афғанистанлиқлар ара музакириләрни қалған йәрдин давамлаштуруш үчүн сөһбәт башланғанлиқини, музакириләрни мәзмунини бекитиш мәсилисидә гуруппилар һалитидә хизмәт ишлинишкә башлинидиғанлиқини билдүрди.

афғанистанлиқлар ара музакирә һәйитиниң әзаси ғулам фаруқ мәҗруһ, музакириләрниң узун вақиттин кейин башланғанлиқини вә тунҗи учришишта музакириләрни давамлаштуруш қарар қилинғанлиқини әскәртти.

афғанистан һөкүмити, талибанни сөһбәт үстилини тәрп етип, уруш қилишқа тәййарлиниш билән әйиблигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر